русийә-беларусийә маневири башланди

русийә билән беларусийәниң «2022-иттипақдашлиқ ирадиси» һәрбий маневири, беларусийә тәвәликидә башланди.

1776428
русийә-беларусийә маневири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи беларусийә билән «2022-иттипақдашлиқ ирадиси» маневирини башлиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, беларусийә армийәсиниң бәзи қисимлири билән русийә армийәсиниң шәрқий фиронтиға қарашлиқ қисимларниң маневирға қатнашқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, икки данә «S-400» вә «Pantsir-S» һава қалқан мудапиә системилири билән 12 данә «Su-35» айропиланиниң маневирға қатнаштурулғанлиқи вә беларусийәниң тоққуз һава армийә базисида әмәлгә ашурулидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, маневирниң «сирттин келидиған һуҗумниң алдини елиш», «террорлуққа қарши туруш», «чегра қоғдаш» вә «дөләтниң мәнпәәтини қоғдаш» мәқситидә өткүзүлгәнлики әскәртилди.

русийә пирезиденти путин вә беларусийә пирезиденти лукашенкониң 2021-йили декабирда түзгән келишим бойичә өткүзүлгән маневир, 2022-йили 20-февралғичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر