баш вәзир борис җонсон русийәни йәнә бир қетим агаһландурди

әнглийә баш вәзири борис җонсон русийәниң украина чеграсиға әскәр йиғиши билән башланған җиддийчилик үстидә тохтилип, «күчлүк дөләтниң қошнилирини бозәк қилидиған йаки уларға һуҗум қилидиған дунйани қобул қилмайдиғанлиқлирини» ейтти.

1776753
баш вәзир борис җонсон русийәни йәнә бир қетим агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: баш вәзир борис җонсон белгийә пайтәхти бирйусселда нато баш катипи столтенберг билән көрүшкәндин кейин, полша пайтәхти варашаваға йетип берип, пирезидент матеус моравиейекки (Mateusz Morawiecki) билән көрүшти вә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

пирезидент матеус әнглийәгә полшаға әскәр әвәткәнлики үчүн тәшәккүр ейтип, русийә пирезиденти путинниң сийасий мәқситиниң натони тарқитиветиш икәнликини билдүрүп: «бу сәвәбтин қанчилик иттипақ икәнликимизни, иттипақниң қанчилик уйушқан икәнликини көрситиштә қәтий қарарға игә болушимиз керәк» деди.

у германийә һөкүмитигиму хитаб қилип: «2-шималий еқим тәбиий газ туруба линйәсини бесим қилишниң вастиси қилип пайдиланмаслиқ керәкликини балдуррақ елан қилишиңлар керәк» деди.

әнглийә баш вәзири борис җонсон украинаниң ишғал қилиниш еһтималиға қарши русийәгә бир йүрүш ембарго йүргүзүш пилани  тәййарлиғанлиқлирини алаһидә тәкитләп: «полша билән әнглийә күчлүк дөләтниң қошнилирини бозәк қилидиған йаки уларға һуҗум қилидиған дунйани қобул қилмаймиз. чүнки барлиқ кишиләрниң қәйәрдә туғулушидин қәтийнәзәр, бихәтәр йашаш, өзлирини кимниң башқурушини таллаш, халиған тәшкилатларға қатнишишни қарар қилиш, халиған тәшкилаттин чиқип кетиш һоқуқи барлиқиға ишинимиз. бу пиринсиптин ваз кәчмәймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر