бирма бихәтәрлик қисимлири өткән йили аз дегәндә 114 кичик балини өлтүрди

бирма бихәтәрлик қисимлириниң өткән йили февралдики һәрбий өзгириштин буйан аз дегәндә 114 кичик балини өлтүргәнлики билдүрүлди.

1775092
бирма бихәтәрлик қисимлири өткән йили аз дегәндә 114 кичик балини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати байанатчиси фархан һәқ: «2021-йили 1- февралдики һәрбий өзгириштин буйан3 йаштин 17 йашқичә болған кәм дегәндә 114 өсмүр бирма бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлди. буниң ичидә мушу йанвар ейидила өлтүрүлгән өсмүрләрниң сани 18» деди.

фархан һәқ йариланған өсмүрләр саниниң техиму көп икәнликини тәкитләп, дөләтниң бихәтәрлик қисимлириға, б д т ниң 2019-йили имзалиған б д т балилар һоқуқи әһдинамисиға асасән балиларниң  һәқ- һоқуқини қоғдаш мәҗбурийитини әскәртти.

бирма армийәси 2021-йили чоң сайламда алдамчилиқ бар дегән сөз- чөчәкләрни вә дөләт ичидә сийасий җиддийлик йүз бәргәнликини баһанә қилип, 2021-йили 1- февралда һөкүмәтни ағдурған иди.

бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришкә қарши намайишчиларға вә қозғилаңчи гуруппиларға қораллиқ арилишиши нәтиҗисидә, һазирға қәдәр 902 адәм җенидин айрилған иди.

сийасий мәһбусларға йардәм бериш тәшкилати (AAPP) ниң хәвиригә асасланғанда, җенидин айрилғанларниң сани 1400 дин ешип кәткән вә 10 миңға йеқин киши қолға елинған.

бирмада кәң көләмлик намайишлар давам қилмақта. йәнә бир тәрәптин, йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири һәрбий сотларда сотланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر