исраилийә терорлуқ тәшкилати даешниң рәһбириниң өлтүрүлгәнлики үчүн байденни тәбриклиди

исраилийә баш министири нафтали беннет америка пирезиденти җо байдин билән өткүзгән телефон сөһбитидә район характерлиқ  вә хәлқаралиқ мәсилиләрни музакириләшти.

1774331
исраилийә терорлуқ тәшкилати даешниң рәһбириниң өлтүрүлгәнлики үчүн байденни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә баш министирлиқи ахбарат ишханисиниң йазма байанатиға асасланғанда, беннет алдинқи һәптә сүрийәдә терорлуқ тәшкилати даешниң рәһбири әбу ибраһим әл һашими әл қурәйшиниң өлтүрүлгәнлики үчүн байденни тәбриклигән.

беннет билән байденниң сөһбитидә болупму иранниң йадро пиланиниң алдини елиш қәдәмлири вә районлуқ характерлиқ мәсилиләрдин башқа йәнә, русийә-украина кризисиниңму музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «баш министир беннет американиң төмүр гүмбәзгә қилған йардими қатарлиқ исраилийәгә бәргән барлиқ катта йардәмлири үчүн пирезидент байдинға вә пүткүл (америка) һөкүмитигә рәһмәт ейтти» дегән сөзләр ишлитилди.

беннетниң сөһбәттә байден вә униң айалини исраилийәгә тәклип қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر