ирақ федератсийә сақчилири террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт башлиди

ирақ федератсийә сақчилири кәркүкниң җәнубида террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт башлиди.

1771909
ирақ федератсийә сақчилири террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идарисиниң ахбарат байанатчиси амир нури шәһәрниң җәнубидики рәшад райониға йеқин җайда ирақ федератсийә сақчилириниң даешқа қарши кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башлиғанлиқини шундақла нурғунлиған қорал-йарағ, оқ-дора вә турмуш материйаллирини қолға чүшүргәнликини билдүрди.

ирақлиқ әмәлдар һашиди шабби күчлириму қоллап - қуввәтлигән бу һәрикәтниң, алдимиздики күнләрдә техиму кеңәйтилидиғанлиқини уқтурди.

терrорлуқ тәшкилати даеш 2014 - йили 6-айда ирақниң мусул, салаһаддин вә әнбар өлкилириниң һәммисини шундақла дийала вә кәркүк вилайәтлириниң бир қисмини ишғал қилған болуп, бу районлар бир нәччә йилдин кейин, тәшкилаттин қайтуруп елинған иди.

даеш райондин қоғлап чиқирилип, шәһәрләр қайтурувелинған болсиму, аридин 4 йил өткәнликигә қаримастин, даешниң кәркүк, дийала, мусул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң йезилиридики һуҗумлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر