дунйа сәһийә тәшкилати омикронға қарши ғәлбә қилинғанлиқини ейтишниң балдур икәнликини билдүрди

дунйа сәһийә тәшкилати директори тедрос адианом ғебрейесус (Tedros Adhanom Ghebreyesus) вухән вируси (Kovid-19) ға қарши бир дөләтниң «тәслим болуши йаки ғәлбә елан қилиши» үчүн көп балдур икәнликини ейтти.

1772390
дунйа сәһийә тәшкилати омикронға қарши ғәлбә қилинғанлиқини ейтишниң балдур икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати директори тедрос шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, 2020-йили 30-йанвар хәлқаралиқ хәлқ сақлиқи җиддий һаләт елан елан қилинғанлиқиға икки йил болғанлиқини хатириләтти.

у өткән йилда дунйа миқйасида вухән вирусиға мунасивәтлик 370 милйон вәқә, 5.6 милйон өлүм сани елан қилинғанлиқини әскәртип: «икки йил бурунқи у вақитта, вухән вирусиға мунасивәтлик 100 дин артуқ вәқә көрүлгән вә хитайдин башқа җайда өлүм вәқәси көрүлмигән иди» деди.

у вухән вируси омикрон варийантиниң 10 һәптә илгири байқалғанлиқини, әмма дунйада 90 милйондин артуқ омикрон вәқәсиниң көрүлгәнликини билдүрди.

у: «мәзкур сан 2020-йили билдүрүлгән җәмий вухән вируси вәқәсидин көп. дунйаниң нурғун районлирида вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрдә, кишини еғир әндишәгә салидиған ешиш йүз бәргәнликини көзитиватимиз» деди.

вухән вируси (Kovid-19) ға қарши бир дөләтниң «тәслим болуши йаки ғәлбә елан қилиши» үчүн көп балдур икәнликини әскәртип: «бу вирус хәтәрлик вә һәммимизниң көзи алдида давамлиқ шәкил өзгәртиватиду» деди.

у һазирғичә омикрон варийанти вә омикронниң әсли түридин техиму хәтәрлик дәп етирап қилинған «BA.2» намлиқ варийантниң изини тәкшүрүшни давамлаштуруватқанлиқлирини билдүрүп, барлиқ дөләтләрниң ваксина тәминләшни капаләткә игә қилиш чақирқини тәкрарлиди.

у ваксиналарниң омикрон варийантиға болған үнүми тоғрисидики соалға: «тәтқиқ қилип йасалған ваксиналар омикрон варийантиға қарши үнүми йуқири. болупму, үчинчи шишә ваксиналарниң хәтәрлик гуруппилирида иҗабий үнүми оттурида. бу ваксиналарни кәмкүтсиз дегили болмайду. әмма, қанчилик көп киши ваксина әмләтсә вирусниң тарқилиши шунчилик азийиду» дәп җаваб бәрди.

у кишиләр йетәрлик дәриҗидә ваксина әмләткән дөләтләрдә вухән вируси сәвәбидин дохтурханида йетип даваланғанларниң көпинчисиниң ваксина әмләтмигәнләр икәнликини әскәртип: «хәтәр астидики нурғун киши, хата мәлумат берилгәнлики үчүн қан қутқузидиған хусусийәткә игә ваксиналарни әмләтмәсликни қарар қилмақта» деди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң алими доктор сомйа сваминатан (SoumyaSwaminathan)  тәшкилатниң ваксиналарниң вухән вируси варийантлириға қарши үнүм нисбәтлирини һәр даим көзитип туруватқанлиқини тәкитләп: «бундин кейин оттуриға чиқиш мумкинчилики болған варийантлардин хәвиримиз болиду. һазирқи ваксиналарни бу варийантларға қарши қандақ йеңилаш керәклики тоғрисида тәтқиқатлиримизни давамлаштуруватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر