германийә п к к билән четишлиқи бар ширкәтләрниң паалийәтлирини чәклиди

германийә федератсийә мәмурий сот мәһкимиси ички ишлар министирлиқиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән четишлиқи бар «месопотамиййә нәшрийати» билән «MIR Multimedia» ниң паалийәтлирини чәклишини тәстиқлиди.

1769070
германийә п к к билән четишлиқи бар ширкәтләрниң паалийәтлирини чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: лейпзигдики наразилиқ әрзи делосиниң ахирқи испат аңлаш сотида, германийә федератсийә мәмурий сот мәһкимиси, «месопотамиййә нәшрийати» билән «MIR Multimedia» ниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән шәхсий, иқтисадий вә тәшкилий мунасивитиниң барлиқи тоғрулуқ қарар чиқарди.

сотниң қарарида, «месопотамиййә нәшрийати» ниң тиҗарәт паалийәтлириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к үчүн тәшвиқат материйаллирини тарқитишни мәқсәт қилидиғанлиқи, һәмдә п к к ниң йавропадики тармақлирини иқтисадий йардәмгә ериштүрүшкә мәсул икәнлики тәкитләнди.

«MIR Multimedia» ниңму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң паалийәтлиригә иқтисадий җәһәттин йардәм беридиғанлиқи әскәртилгән қарарда, ширкәтниң йуқири дәриҗилик мәсуллириниң п к к әзаси икәнлики қәйт қилинди.

германийәниң сабиқ ички ишлар министири һорст сеһофер, 2019 – йили февралда, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән мунасивитиниң барлиқи сәвәблик, «месопотамиййә нәшрийати» билән «MIR Multimedia» ниң паалийәтлирини чәклигәниди.

игилинишичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к, 1933 – йилдин буйан германийәдә паалийәтлири чәкләнгән «террорлуқ тәшкилатлири тизимлики» дә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر