ирақ парламент башлиқи қоруси әтрапида партлаш йүз бәрди

ирақ парламент башлиқи муһәммәд әлһәлбусиниң қоруси җайлашқан әнбар вилайитиниң гарма наһийәсидә йүз бәргән башқурулидиған бомба һуҗумлирида 2 пуқра йариланди

1768294
ирақ парламент башлиқи қоруси әтрапида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һөкүмитигә қарашлиқ бихәтәрлик оргининиң билдүрүшичә,  парламент башлиқи муһәммәд әлһәлбусиниң туғулған йурти болған әнбар вилайитиниң гарма наһийәсигә қилинған 3 қетимлиқ башқурулидиған бомба һуҗумлирида, йолдин өтүп кетиватқан 2 пуқра йеник йариланған.

ирақ таратқулириниң хәвәр қилишичә, башқурулидиған бомбилардин бири, парламент башлиқи муһәммәд әлһәлбусиниң қоруси әтрапиға чүшкән.

ирақ алий федератсийә соти, 9-йанвар парламент башлиқи сайлиминиң қанунсиз икәнлики сәвәблик бу һәқтә қилинған етиразни рәт қилғаниди.

иранға йеқин шиә гуруппилар, һәлбуси намзат болған  парламент башлиқи сайлимиға қатнашмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر