фирансийәниң буркина фасодики һәрбий – сийасий өзгиришкә хизмәт ишлигәнлики илгири сүрүлди

фирансийәниң сентәбирдин буйан буркина фасода армийәниң һакимийәтни тартивелиш сенарийәлири үчүн хизмәт ишлигәнлики илгири сүрүлди.

1768297
фирансийәниң буркина фасодики һәрбий – сийасий өзгиришкә хизмәт ишлигәнлики илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: парижда паалийәт елип баридиған «Afrika Intelligence»  интернет ториниң хәвәр қилишичә, фирансуз дипломатлар сентәбирдин буйан  буркина фасода армийәниң һакимийәтни тартивелиш сенарийәлири үчүн хизмәт ишлигән вә париж һөкүмити 23 – йанвар күни, пирезидент роч кристийан кабореға, дөләттин дәрһал айрилиши тоғрулуқ тәклип сунған.

фирансийә даирилири, каборе билән 23 – йанвар толуқ бир күн алақә қилған, әмма алдинқи күни алақә үзүлгән, елисе сарийи болса бу дәваларни рәт қилған.

буркина фасода бир гуруппа әскәр, 24 – йанвар күни һәрбий – сийасий өзгириш қозғап һакимийәтни тартивалған вә дөләт телевизийәси (RTB) дә һәрбий – сийасий өзгириш байаннамисини елан қилғаниди.

әскәрләр тәрипидин тутқун қилинған пирезидент каборе болса, вәзиписидин истепа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر