иран: йадро сөһбитидә келишим һасил қилиниши үчүн америка билән музакирилишишкә болиду

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан йадро сөһбитидә келишим һасил қилиниши үчүн америка билән музакирилишишкә болидиғанлиқини  ейтти.

1767778
иран: йадро сөһбитидә келишим һасил қилиниши үчүн америка билән музакирилишишкә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: абдуллаһйан пайтәхт теһранда ташқи ишлар министирлиқи хәлқара сийасий тәтқиқат мәркизи тәрипидин уйуштурулған «иран вә қошнилар» темилиқ йиғинда сөз қилип, йадро сөһбити вә америка билән музакирилишиш мәсилиси үстидә тохталди.

американиң һәр хил йоллар арқилиқ иран билән биваситә сөһбәтлишиш үчүн учур йоллиғанлиқини тәкитлигән абдуллаһйан, «сөһбәт җәрйанида йаки учришиштин кейин америкилиқлар билән йуқири капаләтгә игә йахши бир келишим һасил болидиған иш болса, биз буниңға сәл қарийалмаймиз» деди.

абдуллаһйан йадро сөһбитидә муһим қарарларни чиқиришқа тегишлик нуқтиға йеқинлашқанлиқини вә шу вәҗидин кәң көләмлик узун йиғинларни ачқанлиқини тилға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر