нато ақдеңизда һәрбий маневир өткүзмәктә
шималий атлантик әһди тәшкилатиға қарашлиқ иттипақдаш дөләтләр ақдеңизда һәрбий маневир өткүзмәктә.
түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бу һәқтики байанатиға қариғанда, шималий атлантик әһди тәшкилати деңиз армийәси һуҗум вә йардәм бериш қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ иттипақдаш дөләтләрниң уруш парахотлири билән америка қошма иштатлириниң 6-филоти, ақдеңизда чарлаш елип бармақта икән.
байанатта тәкитлинишичә, « Neptune Strike 2022» намлиқ һәрбий маневир хели бурунла пиланланған болуп, 4-февралғичә давамлишидикән.
маневир даирисидә, « USS Harry S. Truma» авийаматкиси вә униң һәмраһлиқидики парахотлар вә уруш айропиланлиридин тәркиб тапқан хизмәт гурупписи паалийәт елип бармақта икән.
шималий атлантик әһди тәшкилатиниң байанатида мундақ дейилгән: «бу, бир америка авийаматкиси хизмәт гурупписиниң соғуқ мунасивәтләр урушидин буйан тунҗи қетим шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қоманданлиқиға өтүши һесаблиниду.»