хитай тәйвән, уйғур аптоном райони вә хоңкоң мәсилилиридә американи агаһландурди

хитай америка қошма иштатлирини тәйвән, уйғур аптоном райони вә хоңкоң мәсилилиридә ички ишлириға арилашмаслиқи тоғрулуқ агаһландурди.

1767955
хитай тәйвән, уйғур аптоном райони вә хоңкоң мәсилилиридә американи агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити, өткән җүмә күни йапонийә баш вәзири фумио кишида билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң синлиқ учришишида  тәйвән, уйғур аптоном райони вә хоңкоң мәсилилириниң музакирә қилинишиға наразилиқ билдүрди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җав лиҗйән, йапонийә баш вәзири фумио кишида билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң синлиқ учришишида, тәйвән, уйғур аптоном райони вә хоңкоң мәсилилириниң музакирә қилинишиға наразилиқ билдүрүп, мундақ деди: «токйо билән вашингтон бейҗиңни наһәқ әйибләш арқилиқ дөлитимизниң ички ишлириға арилашмақта. тәйвән, уйғур аптоном райони вә хоңкоңға мунасивәтлик ишларниң һәммиси хитайниң ички ишлири болуп, һәр қандақ бир дөләт йаки чәт әл күчлириниң ички ишлиримизға арилишишини қобул қилғили болмайду. һечқандақ бир шәхс йаки дөләт, хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаш қарариға сәл қаримаслиқи керәк.»

өткән җүмә күни, йапонийә баш вәзири фумио кишида билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин видео конферанс васитиси арқилиқ көрүшкән, учришишта, бейҗиңниң шәрқий вә җәнубий хитай деңизиниң салаһийитини бир тәрәплимә һалда өзгәртишкә урунуш тәшәббуслиридин сирт йәнә, хоңкоңниң вәзийити, уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинғаниди.

икки рәһбәр, йапонийә билән америка қошма иштатлири оттурисидики иттипақдашлиқни техиму күчәйтиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر