буркина фасо пирезиденти вәзиписидин истепа бәрди

буркина фасода әскәрләр тәрипидин тутқун қилинған пирезидент роч киристийан каборе вәзиписидин истепа бәрди.

1767834
буркина фасо пирезиденти вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири:  каборе, өз қоли билән дөләттә йеңи қурулған йеңи һәрбий һөкүмитигә хитабән йазған мәктубида, йәкшәнбә күнидин буйан йүз бәргән вәқәләрдин кейин кәң хәлқ аммисиниң алий мәнпәәти үчүн вәзиписидин истепа бәргәнликини әскәртти.

каборениң мәктуби, аммиви таратқуларда һәмбәһирләнди.

буркина фасода йәкшәнбә күни башланған һәрбий – сийасий өзгириш тәшәббуслиридин кейин, түнүгүн кәчтә өзлирини  «азадлиқ вә дөләт түзүмини әслигә кәлтүрүш вәтәнпәрвәрләр һәрикити» дәп атиған бир гуруппа әскәр, һакимийәтни тартивалғанғандин кейин елан қилған байанатида, асасий қанунниң вақтинчә тоңлитип қойулғанлиқини, һөкүмәт вә парламентниң бикар қилинғанлиқини, түнүгүн йерим кечидин башлап иккинчи буйруқ чүшүрүлгәнгә қәдәр, һава вә қуруқлуқ чегра линийәлириниң тақақ һаләттә туридиғанлиқини, һәмдә җай йәр вақти 21.00 дин 05.00 гичә кочиға чиқишниң мәний қилинғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر