әрменийә пирезиденти вәзиписдин истипа бәрди

әрменийә пирезиденти әрмән саркисйан вәзиписдин истипа бәргәнликини елан қилди.

1767180
әрменийә пирезиденти вәзиписдин истипа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әрмән саркисйан йазма байанатида, әрменийәдә һәр хил сийасий мәсилиләрниң барлиқини вә уларни бир тәрәп қилишқа керәклик зөрүр болған вастиларға игә әмәсликини билдүрди.

саркисйан пирезидент болуш сүпити билән дөләт ичи вә сиртидики мәсилиләрни һәл қилидиған асасий қанун күчигә игә әмәсликини тәкитләп, бәзи сийасий гуруппиларниңму уни вә аилисидикиләрни һуҗум нишани қиливалғанлиқини тилға алди.

саркисйан мәзкур сәвәбләр түпәйлидин саламәтликиниңму сәлбий тәсиргә учриғанлиқини билдүрүп, «мән узақ ойландим вә төт йил өтигән президентлиқ вәзипәмдин истипа беришни қарар қилдим. бу қарар һессийат билән әмәс, бәлки мәлум мәнтиқ даирисидә елинди» деди.

2018-йили президентлиққа сайланған саркисйанниң вәзипә өтәш муддити 2025-йили ахирлишатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر