германийәдә ислам мәдәнийәт мәркизигә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

германийәниң һалле шәһиридә бирҗаминиму өз ичигә алған ислам мәдәнийәт мәркизи җәмийитигә үч пай оқ етилди.

1767193
германийәдә ислам мәдәнийәт мәркизигә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һалле сақчи идариси елан қилған байанатида, ислам мәдәнийәт мәркизигә йеқин җайда икки кишиниң оқ авази аңлиғанлиқини вә 3 пай оқниң бинаниң алди тәрипигә тәгкәнликини билдүрди.

қарши тәрәптики туралғудин оқ чиқирилғанлиқи тоғрисидики учурға асасән сақчилар бир өйдин 2 қорални мусадирә қилди. қорал игисиниң сийасий җинайәт архипи йоқлиқи вә вәқәгә даир тәкшүрүшләрниң давам қиливатқанлиқи елан қилинди.

германийә мусулманлар кеңишиниң иҗтимаий таратқу һесабида һәмбәһирләнгән йазмида, һалледики җами җамаитиниң йәнә бир қетим һуҗум нишани қилинғанлиқи әскәртилди.

йазмида, «аллаһқа шүкри, бу қетим һечким йариланмиди, мусулманларға өчмәнлик вә ирқий айримчилиқ сөздә қалмайду» дейилди вә җинайәт гумандарини тутқан һалле сақчилириға миннәтдарлиқ билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر