афғанистанда пуқраларға қилинған бомба һуҗумида 6 киши қаза қилип, 10 киши йариланди

афғанистанниң ғәрбидики һерат вилайитидә пуқраларни елип маңған бир минибус бомба һуҗумиға учрап,  6 киши қаза қилди.

1766878
афғанистанда пуқраларға қилинған бомба һуҗумида 6 киши қаза қилип, 10 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан һөкүмитиниң һерат сақчи идариси башлиқи һератқа қарашлиқ һаҗи аббас районида пуқраларни елип маңған бир минибусниң һуҗумға учриғанлиқини елан қилди.

һерат дөләтлик дохтурханисиниң баш дохтури муһәммәд ариф җәлали һуҗумда айалларниму өз ичигә алған җәмий 6 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә 10 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечкиши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر