даеш ирақ армийәсигә һуҗум қилди

ирақниң шәрқидә террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин армийә қисимлириға қилинған һуҗумда, 11 ирақ әскири җенидин айрилди.

1766301
даеш ирақ армийәсигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шәрқидә террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин армийә қисимлириға қилинған һуҗумда, 11 ирақ әскири җенидин айрилди.

дийала һәрбий һәрикәтләр қоманданлиқ иштабиниң мәлуматлирида қәйт қилинишичә, террорлуқ тәшкилати даеш дийала вилайитигә қарашлиқ узайм наһийәсидә, армийә қисимлириға һуҗум қилған. һуҗумда, 11 ирақ әскири җенидин айрилған.

террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумидин кейин, районға йуқири дәриҗилик бир һәрбий һәйәтниң йетип барғанлиқи вә һуҗумға мунасивәтлик тәкшүрүшләрниң башланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر