блинкен-лавров учришиши башланди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң украина киризисини музакирә қилидиған йиғин, шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә башланди.

1766442
блинкен-лавров учришиши башланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң украина киризисини музакирә қилидиған йиғин, шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә башланди.

йиғиндин кейин, лавровниң әнқәрә вақти 15:00, үрүмчи вақти 18:00, блинкенниң болса, әнқәрә вақти 15:30, үрүмчи вақти 18:30 да мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзидиғанлиқи уқтурулди.

америка билән русийә оттурисидики бихәтәрлик сөһбәтлири рамкисида, америка муавин ташқи ишлар министири вендий р. шерман вә русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рйабков 10-йанвар (2022) җәнвәдә көрүшкән иди.

америка пирезиденти җо байдин билән русийә пирезиденти владимир путин 16-ийун (2021) җәнвәдә көрүшкән иди.  икки рәһбәр ихтилаплиқ мәсилиләрни һәл қилиш үчүн дийалогни давамлаштурушни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر