либерийәдики бир черкавда қистаңчилиқ йүз берип 29 адәм қаза қилди

ғәрбий африқа дөлити либерийәниң пайтәхти монровийәдики бир черкавда ибадәт әснасида қистаңчилиқ йүз берип кәм дегәндә 29 адәм қаза қилди.

1765844
либерийәдики бир черкавда қистаңчилиқ йүз берип 29 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: либерийә учур – ахбарат министирлиқиниң муавин министири дөләт радиосиға байанат байанат берип, қораллиқ унсурларниң аммиға қаритип оқ чиқарғанлиқини, ибадәткә иштирак қилғучиларниң қечишқа урунуши нәтиҗисидә қистаңчилиқ йүз бәргәнликини, йерим кечидики мәзкур вәқәдә 29 кишиниң қаза қилғанлиқини, қаза қилғанлар саниниң көпйип кетиш мумкинчиликиниң барлиқини билдүрди.

вәқәдин кейин пичақлиқ бир кишиниң  назарәт астиға елинғанлиқини, вәқәгә алақидар тәкшүрүшниң давам қиливатқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر