нато: 5-маддиниң иҗра қилиниш еһтимали бар

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато аләм бошлуқи тәһдитлириниң иттипақниң 5-маддисиниң йолға қойулушини кәлтүрүп чиқириш мумкинчилики барлиқини билдүрди.

1764427
нато: 5-маддиниң иҗра қилиниш еһтимали бар

түркийә авази радийоси хәвири: дүшәнбә күни өзиниң универсал аләм бошлуқи сийаситини амма билән ортақлашқан нато, әзалириниң бихәтәрлики вә параванлиқи үчүн аләм бошлуқниң күнсери муһимлишиватқанлиқини оттуриға қойди.

байанатта, аләм бошлуқниң деһқанчилиқтин қатнашқичә, илим - пәндин учур - алақиғичә болған нурғун саһәләргә төһпә қошуватқанлиқиға ишарәт қилинди.

аләм бошлуқи тәһдитлиригиму орун берилгән универсал аләм бошлуқи сийасити текистидә, өткән йили белгийәдә өткүзүлгән бирйуссел башлиқлар йиғинида, иттипақдаш дөләтләрниң аләм бошлуқидики йаки аләм бошлуқини арқа көрүнүш қилған һуҗумларниң ениқ «доел елан қилиш» болидиғанлиқи мәсилисидә һәмпикир икәнлики әслитип өтүлди, һәмдә натониң 5-маддисиниң иҗра қилиниш еһтимали барлиқи йәнә бир қетим тәкитләнди.

нато 2019-йили аләм бошлуқини «һәрикәт райони» дәп елан қилған, шу йили америка аләм армийәсини айрим һәрбий қисим сүпитидә қуруп чиққаниди.

5-маддиға асасән, әгәр натоға әза һәр қандақ бир дөләт һуҗумға учриса, бу һуҗум натоға әза барлиқ дөләтләргә қилинған һуҗум, дәп қарилиду.


خەتكۈچ: #уйғурчә , #нато

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر