кенийәдә әшшәбаб нишан қилинған һәрбий һәрикәт давамида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

кенийәдә террорлуқ тәшкилати әшшәбаб нишан қилинған һәрбий һәрикәт давамида 15 террорчи бир тәрәп қилинди.

1764294
кенийәдә әшшәбаб нишан қилинған һәрбий һәрикәт давамида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: кенийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, дөләтниң сомали чеграсидики саһил йезиси ламуда террорлуқ тәшкилати әшшәбаб нишан қилинған һәрбий һәрикәт давамида, йеқинқи һәптиләрдә қораллиқ вә бомба һуҗумлири билән күнтәртипкә кәлгән ламу йезисида әшшәбабқа аит икки лагер йәр билән йәксан қиливетилгән, 15 әшшәбаб әзаси өлтүрүлгән,  көп санда қорал – йарағ вә оқ - дора қолға чүшүрүлгән.

тик учар айропиланларму йардәм бәргән һәрбий һәрикәт давамида, көп санда әшшәбаб әзаси йариланған.

һәрбий һәрикәт елип берилған ламу районида, қораллиқ кишиләрниң 6 – йанвардики һуҗумида 7 пуқра, 7 – йанвардики һуҗумида болса 4 сақчи өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر