һиндистанда йуқум сәвәбидин 150 миң бала ата – анисидин айрилип қалди

һиндистанда «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин тәхминән 150 миң бала ата – анисидин айрилип қалди.

1764510
һиндистанда йуқум сәвәбидин 150 миң бала ата – анисидин айрилип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, һиндистан дөләтлик балилар һоқуқини қоғдаш комитети тәрипидин елан қилинған, «ковид – 19» йуқумида ата – анисидин йетим қалған балиларға мунасивәтлик санлиқ мәлуматларға асасланғанда, «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин 486 миңдин артуқ адәм қаза қилған һиндистанда, 2020 – йили 1 – апрелдин буйан 147 миң 492 бала аниси, йаки дадисидин, бәзиси болса һәр иккисидин айрилип қалған.

ата – анисидин айрилип қалған балилардин тәхминән 26 миңдин көпрәки 8 йаштин кичик, тәхминән 60 миңи 8 – 13 йаш, 22 миң 763 и 14 – 15 йаш, 22 миң 626 си 16 – 18 йаш икән.

37 милйон 600 миң киши «ковид – 19» йуқуми билән йуқумланған һиндистан, йуқумланғучилар сани әң көп иккинчи дөләт һесаблинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر