әрәб бирләшмә хәлипиликидә тизгинәклик айропилан һуҗуми йүз берип, 3 киши қаза қилди

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбузәбидә елип берилған гуманлиқ (тизгинәклик айропилан) һуҗумида 3 киши һайатидин айрилип, 6 киши йариланди.

1763990
әрәб бирләшмә хәлипиликидә тизгинәклик айропилан һуҗуми йүз берип, 3 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәп бирләшмә хәлипилики рәсмий агетлиқи «WAM» ниң хәвиригә асасланғанда, әбузәбидики мусафаһ райониға тизгинәклик айропилан билән һуҗум қилинған. һуҗум 3 май бакиниң партилишиға  сәвәб болған,

әбузәби сақчи даирилири тизгинәклик айропилан һуҗумида бир пакистанлиқ вә 2 һиндистанлиқ болуп, җәмий 3 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 6 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

партлаштин кейин, әрәб бирләшмә хәлипилики дөләтлик нефит ширкити «ADNOC» билән әбузәби хәлқара айродорумиға йеқин җайда от апити йүз бәргәнлики хәвәр қилинди.

йәнә бир тәрәптин, хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри хусийларға тәвә әл-мәсиррә телевизийә қанилиға бәргән байанатида «әрәб бирләшмә хәлипиликиниң чоңқурлуқлириға қилинидиған бир һәрбий һуҗум һәққидә кәлгүси бир нәччә саәттә байанат елан қилинидиғанлиқини» җакарлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر