шималий македонийә йеңи һөкүмити парламентниң ишәнч авазиға еришти

шималий македонийәдә қурулған йеңи бирләшмә һөкүмәт парламенттин ишәнч авази алди.

1763578
шималий македонийә йеңи һөкүмити парламентниң ишәнч авазиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: македонийә сотсийал демократлар иттипақиниң рәиси димитар ковачевски баш министир болған йеңи кабентниң ишәнч авази беләт ташлашта, 62 парламент әзаси қоллап беләт ташлиди. 46 парламент әзаси рәт белити ташлиди. 120 кишилик парламенттики беләт ташлашқа, 108 парламент әзаси қатнашти.

йеңи кабентта, дөләт мудапиә министири славйанка петровска, ташқи ишлар министири буйар османи болди.

сабиқ баш министир зоран заев 31-өктәбир (2021) өткүзүлгән сайламниң аккинчи айланмисида, сайлам нәтиҗилириниң мәсулийитини үстигә елип, һәм баш министирлиқ вәзиписидин һәмдә сотсийал демократлар иттипақиниң рәисликидин истепа бәргәнликини елан қилған иди. униң истепа 2021-йили 23-декабир парламентта тәстиқланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر