нигерийә армийәси боко һарамға қарши һәрбий һәрикәт елип барди

ғәрбий африқаға җайлашқан нигерийәниң шәрқий шималида террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип берилған һәрбий һәрикәттә, нурғун террорист бир тәрәп қилинди.

1763615
нигерийә армийәси боко һарамға қарши һәрбий һәрикәт елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә армийәсиниң байанатчиси онйема нвачукву йазма байанат елан қилип, боко һарам террористлириниң борно иштатиға қарашлиқ бийу районида һәрбий қисимларға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

байанатчи онйема нвачукву мәзкур вәқәдин кейин, армийә қисимлириниң боко һарамға қарши һәрбий һәрикәт башлап, нурғун террористларни бир тәрәп қилғанлиқини әскәртти.

у һәрбий һәрикәттә террористларниң лагерлириниң бомбардиман қилинғанлиқини, нурғун қорал-йарағ, аптомобил вә оқ-дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини қәйт қилди.

террорлуқ тәшкилати боко һарам йеқинқи йилларда елип берилған һәрбий һәрикәтләргә қаримай, африқадики нопуси әң көп нигерийәдә наһайити чоң хәвпсизлик мәсилиси болуп турмақта.

нигерийәдә 2000-йилларниң бешидин тартип мәвҗутлуқини көрситиватқан боко һарам террорлуқ тәшкилатиниң, 2009-йилдин буйан пәйда қилған кәң көләмлик һуҗумлирида, 20 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.

боко һарам террорлуқ тәшкилати 2015-йилдин буйан нигерийәниң қошниси камерон, нигер вә чад қатарлиқ дөләтләрдә бир қатар һуҗум вәқәлирини пәйда қилди. чад көли ойманлиқидики һуҗумларда, әң аз дегәндә 2 миң киши җенидин айрилди.

нигерийәдә террорлуқ һуҗумлири вә тоқунушлар сәвәбидин йүзмиңларчә киши йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر