байдин: тексастики вәқә террорлуқ һуҗумидур

америка пирезиденти җо байдин тексастики черкавда қораллиқ бир кишиниң төт адәмни бир қанчә саәт гөрүгә еливалған вәқәгә «террорлуқ һуҗуми» дәп баһа бәрди.

1763707
байдин: тексастики вәқә террорлуқ һуҗумидур

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин филадилфийа шәһиридә қатнишидиған мурасимдин илгири сөз қилип, төт адәмни гөрүгә еливелиш вәқәси үстидә тохталди.

у әдлийә министири меррик гарланд (Merrick Garland) билән телефонда көрүшкәнликини билдүрүп: «бу вәқә террорлуқ һәрикитидур» деди.

у гөрүгә елинғандин кейин қойуп берилгән киши билән телефонда көрүшидиғанлиқини әскәртти.

у җинайәтчиниң қорални қандақ тапқанлиқи һәққидики соалға: «һәммә соалларниң җавабини билмәймән. һуҗумчиниң қорални кочиларики бир йәрдин алғанлиқи дейиливатиду, әмма мән билмәймән» дәп җаваб бәрди.

у: «кишиләрниң кочидин қорал сетивелишиниң алдини алалмаймиз» деди.

тексасниң коллейвил (Colleyville) шәһиридики черкавда түнүгүн (2022-йили 16-йанвар) қораллиқ бир киши төт адәмни гөрүгә еливалған иди. гөрүгә елинғанларниң ичидики бирси аридин йәттә саәт, үчи 11 саәттин кейин қойуп берилгән иди.

өлүк һалда қолға чүшүрүлгән җинайәтчини кимниң өлтүргәнлики тоғрисида мәлумат берилмиди.

федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) җинайәтчиниң 44 йашлиқ әнглийә пуқраси малик файсал әкрәм икәнликини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر