лос анжелеста йүк пойизлири булаң- талаң қилинмақта

америка калифорнийә иштатиға қарашлиқ лос анжелес шәһиридә, шәһәр мәркизигә киргәндә астилайдиған йүк пойизлири булаңчилиққа  учримақта.

1763222
лос анжелеста йүк пойизлири булаң- талаң қилинмақта

түркийә авази радийоси хәвири: анадолу агентлиқи (AA) әтрити лос анжелеста нәччилигән айлардин бери оғриларниң маканиға айланған йүк пойизи өтидиған районни синға алди.

оғриларниң көпинчиси ишиклири очуқ йүк пойизлириниң лос анжелес шәһиригә киргәндә астилишидин пайдилинип пойизларни булаң-талаң қилидикән.

өзлиригә лазимлиқ нәрсиләрни пул вә малларни елип, қалған оралмиларни халиғанчә релисқа чечивитидикән.

көрнүшләрдә лос анжелес әтрапида йүк пойизи өтидиған релисларниң үстидә техи ечилмиған оралмилар көзгә челиқип туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر