америка: русийәгә дипломатийә җәһәттинму иқтисадий ембарго йүргүзүшкә тәййармиз

америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк салливан русийә – украина мәсилисидә ишғалчи русийәгә дипломатийә җәһәттинму иқтисадий ембарголарни йүргүзүшкә тәййар икәнликлирини билдүрди.

1762485
америка: русийәгә дипломатийә җәһәттинму иқтисадий ембарго йүргүзүшкә тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: салливан, ақсарайда өткүзгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида бәргән байанатида, русийә – украина мәсилисидә җәнвә, бирйуссел вә вейаннада йиғинлар чақирилғанлиқини, йиғинларда, һәм америка қошма иштатлири һәм русийә әндишә қилидиған мәсилиләр һәққидә музакирә елип барлиқлиқлирини, илгириләш һасил қилғили болидиған вә илгириләш һасил қилғили болмайдиған нуқтиларни очуқ – ашкара һалда оттуриға қойғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «сәмимий вә биваситә елип берилған һәм мувәппәқийәтлик өткән музакириләр бизгә вә русийәгә җиддий ойлинишқа тегишлик муһим пурсәтләрни сунди. музакириләрдин кейин иттипақдашлиримиз билән бу басқучниң қандақ давамлишиши мәсилисидә сөһбәт өткүзимиз. йавропа-атлантик окйанниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоғдаш үчүн дипломатийәгә тәййармиз. шундақла, әгәр русийә башқа йолни таллиса, биз җаваб қайтурушқиму тәййармиз. биз шериклиримиз билән русийә украинаға таҗавуз қилған әһвал астида қоллинилидиған қаттиқ иқтисадий ембарголар мәсилисидә қойуқ һәмкарлиқимизни давамлаштуримиз.»

у,  америка қошма иштатлириниң украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоғдиши үчүн кийевни қоллашни давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәрбий мудахилиләрниң еғир бәдәлләр вә ақивәтләрни елип келидиғанлиқини русийәгә очуқ – ашкара һалда билдүрдуқ. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, русийә билән музакириләрниң давами үчүн йеңи ениқ вақит бекитилмиди, һәм иттипақдашлиримиз билән һәм русийә билән давамлиқ алақә орнитимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر