африқа қитәсидә 1 милйард киши ваксина әмлитәлмигән

дунйа сәһийә тәшкилати директори тедрос адханом ғебрейесус (Tedros Adhanom Ghebreyesus) африқа қитәсидә тәхминән 1 милйард кишигә вухән вируси (Kovid-19) әмләнмигәнликини елан қилди.

1762546
африқа қитәсидә 1 милйард киши ваксина әмлитәлмигән

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати тедрос адханом ғебрейесус 10-қетимлиқ хәлқара сәһийә низамнамәси вухән вруси комитети йиғининиң ечилишида, дунйадики вухән вируси ваксинаси баравәрсизлики вә адаләтсизлики үстидә алаһидә тохталди.

у ваксина миллийәтчилики, вабани сийасийлаштуруш вә қисқа муддәтлик шәхсий мәнпәәтләр қатарлиқ тосқунлуқларниң, вирусниң өзгириши вә тарқилишиға пайдилиқ болуп бәргәнликини қәйт қилди.

у: «хуласә қилғанда, нурғун дөләтләр ваксина еһтийаҗлирини қамдийалмайватмақта йаки нишаниға йетәлмәйватмақта» деди.

у һазирниң өзидә дунйда 9.4 милйард шишидин көп вухән вируси ваксинаси әмләнгәнликини әскәртип: «бирақ, 90 дөләт өткән йили (2021) ниң ахириғичә нопусниң %40 ни әмләш нишаниға йетәлмиди. бу дөләтләрниң %36 си нопусиниң %10 ни әмлийәлмиди» деди.

у йәнә, африқа қитәсидә нопусиниң %85 гә тәң келидиған тәхминән 1 милйард кишиниң әмләнмигәнликини билдүрүп: «аридики бу пәрқни кичикләтмисәк, вабани йоқиталмаймиз» дәп агаһландурди.

у һәр қайси дөләтләрниң алдин әһмийәт беридиған муһим ишиниң «үчинчи шишә ваксина» әмләшниң орниға, дунйада ваксина әмлитәлмигән хәтәрлик гуруппидики кишиләрниң биринчи шишә ваксиналирини әмлитиш болуши керәкликини тәкитлиди.

у ваксиналарниң вухән вируси сәвәбидин кесәл болуш вә өлүм вәқәлириниң алдини елишта үнүми йуқири болсиму, йуқумлишишниң алдини алалмиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر