б д т: америка – русийә оттурисидики сүркилиш палакәт елип келиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш америка қошма иштатлири билән русийә оттурисидики сүкирилиш кәлтүрүп чиқиридиған һәрқандақ шәкилдики бир тоқунушниң «йавропа вә дунйа үчүн палакәт елип келидиғанлиқи» тоғрулуқ агаһландурди.

1762517
б д т: америка – русийә оттурисидики сүркилиш палакәт елип келиду

түркийә авази радийоси хәвири: гутереш, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш мәркизидә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, украина киризиси түпәйли русийә билән америка қошма иштатлири вә шималий атлантик әһди тәшкилати оттурисидики музакириләр һәққидә тохталғанда, мәвҗут сүркилиш үчүн барлиқ тәрәпләрниң қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йавропа вә дунйа үчүн палакәт елип келидиған һәрқандақ шәкилдики бир тоқунушниң алдини елиш вә сүкирилишни пәсәйтиш үчүн орнитилған дийалог наһайити зор әһмийәткә игә.»

русийәниң йеқинқи айларда украина чеграсиға қошун орунлаштуруш паалийәтлириниң көпийип кетиши, русийәниң украинани ишғал қилидиғанлиқиға қарита әндишиләрни күчәйтивәтти, һәмдә ғәрб билән москва оттурисидики сүркилишни әвҗ алдурувәтти.

бир тәрәптин, сүркилишни пәсәйтиш чақириқлири вә бу һәқтики учришишлар, йәнә бир тәрәптин, русийә, америка қошма иштатлири вә шималий атлантик әһди тәшкилати оттурисида музакириләр давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر