иран ташқи ишлар министири қазақистанлиқ  мәнсәпдиши билән көрүшти

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан қазақистанниң муавин баш министири вә ташқи ишлар министири мухтар тилубәрди билән телефонда көрүшти.

1762173
иран ташқи ишлар министири қазақистанлиқ  мәнсәпдиши билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, абдуллаһйан билән тилубәрди икки дөләт мунасивити вә район тәрәққийати тоғрисида пикир алмаштурған.

абдуллаһйан қазақистандики малиманчилиқ башланғандин бери вәзийәтни әстайидиллиқ билән көзитип кәлгәнликини билдүрүп,  қазақистанниң миллий игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқини вә чәтәлниң арилишишини әйибләйдиғанлиқини ейтқан.

тилубәрдиму қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайевниң иран зийаритиниң күн тәртипидә икәнликини тилға елип, иран билән болған сода мунасивәтлириниң тәрәққий қилишиниң өзлиригә нисбәтән моһимлиқини билдүргән.

тилубәрди йәнә иран пирезиденти ибраһим рәийсини өктәбирдә өткүзүлидиған қазақистан хәлқара йиғиниға тәклип қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر