америка исраилийәдин изаһат беришини тәләп қилди

америка қошма иштатлири ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң рамаллаһ шәһиридә 80 йашлиқ тутқун пәләстинликниң исраилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлүши һәққидә исраилийә һөкүмитидин изаһат беришини тәләп қилди.

1761841
америка исраилийәдин изаһат беришини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, исраилийә күчлириниң рамаллаһқа қарашлиқ җәлҗәлиййә йезисиға бесип киргәндә тутқун қилған өмәр абдулмәҗид әсәд исимлик пәләстинликниң өлтүрүлүшигә алақидар бир соалға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «америка пуқраси өмәр әсәдниң рамаллаһ әтрапидики бир шәһәрдә өлгәнлики раст, бу тирагедийә һәққидә тәзийә билдүрүш үчүн әсәдниң аилә тавабиатлири билән алақә орнаттуқ, җүмлидин, униң барлиқ аилә әзалириға консулхана йардими бәрдуқ. бу һәқтә изаһат бериши үчүн исраилийә һөкүмити биләнму алақә орнитиватимиз, силәргиму мәлум болғинидәк, исраилийә дөләт мудапиә тармақлири бу мәсилини давамлиқ тәкшүрүватқанлиқини билдүрди, бизму бу вәқәниң тәпсилий тәкшүрүлүп, ениқлап  чиқилишини қоллаймиз.»

исраилийә әскәрлириниң, җәлҗәлиййә йезисиға бесип кириш җәрйанида әсәдниң қолиға кишән селип, уни урғанлиқи ашкариланғаниди.

исраилийә әскәрлириниң бир мәзгилдин кейин йезидин айрилғанлиқи, йеза аһалисиниң йашанған пәләстинликни қурулуши давамлишиватқан бир өйдин тапқандин кейин, рамаллаһтики бир дохтурханиға орунлаштурғанлиқи, әмма униң давалаш үнүм бәрмәй һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر