америка шималий корейәгә инкас қайтурди

америка шималий корейәниң қорал вә башқурулидиған бомба пирограммисини үскүниләр билән тәминлигән алтә шималий корейә, бир русийә вә мәркизи русийәгә җайлашқан бир ширкәтни ембарго тизимликигә киргүзди.

1761976
америка шималий корейәгә инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка шималий корейәниң 11-йанвар қилған башқурулидиған бомба синиқиға инкас қайтурди.

америка малийә министирлиқиниң байанатида, русийә билән хитайдин малзимә сетивелиш арқилиқ шималий корейәниң қорал тәрәққий қилдурушиға йардәм қилиш билән әйибләнгән алтә шималий корейә, бир русийә вә мәркизи русийәгә җайлашқан бир ширкәтниң ембарго тизимликигә киргүзүлгәнлики қәйт қилинди.

мәзкур қәдәмләрниң шималий корейәниң қорал пирограммисини тәрәққий қилдурушиниң алдини елиш мәқситидә бесилғанлиқи әскәртилгән байанатта, бу қарарларниң шималий корейә 2021-йили сентәбирдин буйан б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға хилаплиқ қилип елип барған алтә қетимлиқ башқурулидиған бомба синиқи сәвәбидин елинғанлиқи қәйт қилинди.

шималий корейә мәнзили миң километирға йетидиған башқурулидиған бомба синақ қилған иди.

йапонийә билән җәнубий корейә 11-йанвар шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини елан қилған болуп, икки дөләт башқурулидиған бомбиниң аваздин 10 һәссә тез һәрикәт қилидиғанлиқини елан қилған иди.

шималий корейә 2021-йили 5-сентәбирдин буйан һазирғичә алтә қетим башқурулидиған бомба синақ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر