талибан дөләт универстетлириниң ечилидиғанлиқини уқтурди

талибан алий маарип министир вәкили шәйх абдулбақи һәққани афғанистанда дөләт универстетлириниң пат арида ечилидиғанлиқини билдүрүлди.

1761909
талибан дөләт универстетлириниң ечилидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң алий маарип министир вәкили шәйх абдулбақи һәққани ахбарат елан қилиш йиғинида, һазирғичә дөләт универстетлириниң тақилип туруши сәвәбиниң иқтисадий мәсилиләр икәнликини билдүрди.

у иқтисадий мәсилиләрниң пат йеқинда һәл қилинидиғанлиқини әскәртип, дөләт универстетлириниңму оқу-оқутуш ишлирини қайтидин башлайдиғанлиқини қәйт қилди.

у афғанистанда 40 дөләт униврстети вә 150 хусусий универстетниң барлиқини, һазирму хусусий универстетларда дәрсләрниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

у дөләттики маарип органлирини өлчәмләштүрүш вә маарип системисини башқа дөләтләр билән риқабәт қилалайдиған сәвийәгә кәлтүрүштә қәтий қарарға игә икәнликлирини тәкитлиди.

у бәзи дөләтләрниң афғанистандики алий маарип саһәсигә йардәм қилиш вә афғанистанлиқ оқуғучиларға оқуш мукапат пули бериш тоғрисида вәдә қилғанлиқини уқтурди.

афғанистандики универстетлар вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин, талибан һакимийәтни өткүзүвалған 2021-йили 15-авғусттин бурун дәрс тохтатқан иди.

талибанниң афғанистанни контроллуқиға елишидин кейин, 2021-йили сентәбирдә хусусий универстетлар дәрс башлиған иди. дөләт универстетлири болса, давамлиқ тақилип турған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر