ақсарай: русийәниң сәмимий йаки әмәсликини ейтиш һазирчә балдур

ақсарай русийәниң йавропада давамлишиватқан украина сөһбәтлиридә дипломатийә йолини тутуш тоғрисида сәмимий йаки әмәсликини ейтиш үчүн һазирчә балдур икәнликини билдүрди.

1761306
ақсарай: русийәниң сәмимий йаки әмәсликини ейтиш һазирчә балдур

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси псаки америка пирезиденти җо байдинниң җорҗйа зийаритидә һәмраһ болған мухбирларға, айропиланда байанат бәрди.

америка ақсарай байанатчиси псаки түнүгүн (2022-йили 11-йанвар) җәнвәдә ечилған биринчи қетимлиқ русийә-украина йиғини һәққидә тохталди.

у: «русийәниң дипломатийә йолини тутушта сәмимий йаки әмәсликини ейтиш һазирчә балдурлуқ қилиду. руслар әстайидиллиқ билән сәмимий сөһбәтлишишкә тәййар болса, бизму тәййар» деди.

у һәр икки тәрәпниң қайси мәсилиләрниң алдинқи қатардики муһим муһим мәсилиләр икәнлики тоғрисида ениқ байанатларни елан қилғанлиқини әскәртип: «мисалға ейтсақ, нато мәсилисидә мәйданимизни ениқ оттуриға қойдуқ. натониң украина билән болған мунасивәтлири пәқәт украина вә 30 нато әзасиғила мунасивәтлик, башқа дөләтләргә әмәс» деди.

у: «қайси йолни таллаш русийәликләрниң иши. йа дипломатийә йолини тутиду, йаки болмиса 2014-йили йолға қойғинимиздинму еғир болған иқтисадий ембарголарни иҗра қилишимизға сәвәб болиду» деди.

у шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқиға инкас қайтуруп: «шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилишини әйибләймиз» деди.

у шималий корейәниң башқурулидиған бомба синиқиниң америка хадимлириға, америка земинлириға йаки иттипақдашлириға тәһдит елип кәлмигәнликини әскәртип: «шималий корейәниң қанунсиз башқурулидиған бомба синиқиниң, район муқимлиқиниң бузулушиға тәсир көрситиду. башқурулидиған бомба синиқи, б д т хәвпсизлик кеңиши қарариға хилаплиқ һесаблиниду» деди.

у шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақлириниң хәлқаралиқ җәмийәт үчүн ейтқандиму тәһдит икәнликини тәкитләп: «шималий корейәни техиму көп иғвагәрчилик қилиштин йирақ турушқа вә дийалог тәрәптә турушқа тәклип қилимиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر