хитайда вухән вирусиниң йәрлик омикрон варийанти қаттиқ әндишә йаратти

хитайда вухән вирусиниң йәрлик омикрон варийанти тунҗи қетим байқалған тйәнҗен шәһиридә, иккинчи басқучлуқ омумийүзлүк тәкшүрүшниң башланғанлиқи елан қилинди.

1761283
хитайда вухән вирусиниң йәрлик омикрон варийанти қаттиқ әндишә йаратти
Omicron varyantı.jpg
omicron.jpg
Korona Çin 1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: тйәнҗен кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи елан қилған байанатта, биринчи басқучлуқ тәкшүрүш тамамланғандин кейин, бүгүн (2022-йили 12-йанвар) иккинчи басқучлуқ омумийүзлүк тәкшүрүшниң башланғанлиқи  билдүрүлди.

14 милйон нопусқа игә тйәнҗен шәһиридә 12 милйон тәкшүрүш елип берилғанлиқи, 7 милйон 800 миң тәкшүрүш нәтиҗисиниң ениқланғанлиқи қәйт қилинди.

2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини өткүзүшкә тәййарлиқ қиливатқан пайтәхт бейҗиң билән мусаписи аран 100 километиркелидиған тйәнҗен шәһиридә, түнүгүн (11-йанвар) 24 саәт ичидә йәнә 33 йуқумланғучи байқалди вә һәммисиниң йәрлик омикрон варийанти билән йуқумланғанлиқи ениқланди.

хитай вирус йуқумлиниш вәқәлирини пәйда болған җайдила бастуруп, тарқилиш зәнҗирини үзүп ташлашни мәқсәт қилған «нөл йуқумлиниш» истратегийәсини йолға қойуватқанлиқини илгири сүрмәктә.

хитайниң билдүрүшичә, бу истратегийә карантина, сайаһәт чәклимиси вә омумийүзлүк тәкшүрүш қатарлиқ қаттиқ һәм кәң көләмлик тәдбирләрни тәләп қилидикән.

хитайда бу тәдбирләрниң, турмушниң нормал еқимиға тәсир қазақистанқилиши вә пәйда қилған зор чиқимлири пат-пат муназирә темиси болмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر