һамас русийәдин пәләстин сөһбәтлиригә иштирак қилиши тәклипи тапшуруп алғанлиқини уқтурди

һамас русийәдин пәләстин йаришиш сөһбәтлиригә қатнишиш тәклипи тапшурувалғанлиқини уқтурди.

1761106
һамас русийәдин пәләстин сөһбәтлиригә иштирак қилиши тәклипи тапшуруп алғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң сийасий бийуроси әзаси, қошумчә хәлқара мунасивәтләргә мәсул әмәлдари муса әбу мәрзуқ, русийәдин пәләстин йаришиш сөһбәтлиригә қатнишиш тәклипи тапшурувалғанлиқлирини уқтурди.

әбу мәрзуқ «әқса» телевизийә қанилиға байанат берип, өзи мәнсуп болуватқан бу һәрикәт (һамас) пәләстинниң миллий иттипақлиқи вә тинчлиқиға мунасивәтлик һечқандақ тәклипни рәт қилмиғанлиқини ейтти.

әбу мәрзуқ бу тәклипкә аваз қошушлириниң бирдинбир шәртиниң «пәләстин хәлқиниң тәврәнмәс пиринсиплириниң һечбиридә қәтий йол қоймаслиқ вә һәқиқий сийасий иштирак болуши» икәнликини оттуриға қойди.

пәләстин һакимийити билән фәтиһ һәрикитини өз - өзини тәкшүрүп, хаталиқини етирап қилишқа чақирған әбу мәрзуқ, фәтиһ һәрикитиниң алҗирийәниң пәләстин гуруппилириниң сөһбәтлиригә саһибханлиқ қилиш тәклипини қобул қилмиғанлиқини, русийәниң бу чақириқиғиму һазирғичә иҗабий җаваб қайтурмиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر