блинкен украина ташқи ишлар министири билән көрүшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба (Dimitro Kuleba) телефонда көрүшүп, русийәгә қарши бесилидиған қәдәмләрни музакирә қилди.

1761217
блинкен украина ташқи ишлар министири билән көрүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба америка-русийә истратегийәлик муқимлиқ дийалогиниң нәтиҗилирини вә нато-русийә кеңиши йиғинидин илгири русийәгә қарши бесилидиған қәдәмләрни музакирә қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайс йазма байанатида, блинкен билән украина ташқи ишлар министири кулебаниң телефонда көрүшкәнликини қәйт қилди.

у: «русийәниң украина вә әтрапида керәксиз һалда әскәр йиғишиға қарита ортақ әндишәлирини тилға алған министирлар, җәнвә шәһиридики америка-русийә истратегийәлик муқимлиқ дийалогиниң йиғинлири вә әтә (2022-йили 13-йанвар) белгийә пайтәхти бирйусселда ечилидиған нато-русийә кеңиши йиғинидин бурун, бесилидиған кейинки қәдәмләрни музакирә қилди» деди.

у министир блинкенниң 13-йанвар (2022) да австирийә пайтәхти вийеннада ечилидиған йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати даимий кеңишиниң йиғини тоғрисидики үмидлирини тилға алғанлиқини әскәртти.

у блинкенниң украина болмиған әһвалда украина тоғрисида һечқандақ көрүшүшниң болмайдиғанлиқини  ейтқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у: «министир блинкен, русийә тоқунушни улғайтиш йолини таллиса, америка вә иттипақдашлириниң, русийә иқтисадиға зор бәдәл төлитишни, натониң алдинқи сепидики иттипақдаш дөләтләр мәвҗутлуқини көпәйтишкә вә украинаға қиливатқан мудапиә йардимини ашурушқа тәййар икәнликлирини тәкрарлиди» деди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәслиһәтчиси викторийа нуланд ахбарат елан қилиш йиғинида, русийәни украинаға тәһдит селиш вә йавропада муқимлиққа зийан селиш билән әйиблиди.

викторийа нуланд москвани украинаға қарши һәрбий күч ишлитиштин агаһландуруп, русийә җиддийчиликләрни пәсәйтмигән әһвалда американиң йавропадики иттипақдашлири билән русийәни еғир иқтисадий бәдәл төлитишкә тәййар икәнликини қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر