талибан афғанистанниң чоң күчләрниң тоқунуш мәйдани болушиға рухсәт қилмайдиғанлиқини билдүрди

муттәқи афғанистанниң чоң күчләрниң тоқунуш мәйдани болушиға рухсәт қилмайдиғанлиқлирини, барлиқ қошнилири вә хәлқаралиқ җәмийәтләр билән өзара һөрмәт қилишқа тайанған мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқлирини ейтти.

1760473
талибан афғанистанниң чоң күчләрниң тоқунуш мәйдани болушиға рухсәт қилмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан ташқи ишлар министир вәкили әмирхан муттәқи америка пайтәхти вашингтонда «афғанистан тәшкилатлири» вә «америка закат вәхпи» бирликтә өткүзгән  «афғанистан үчүн тинчлиқ вә инсанпәрвәрлик йардәм конферанси» ға синлиқ қатнашти.

у америка билән талибан оттурисида 2020-йили февралда түзүлгән келишимниң, афғанистандики чәт әл күчлириниң чекинишиниң йолини ачқан муһим бурулуш нуқтиси икәнликини билдүрди.

у мундақ деди:

«мәсулийәтчан тәрәп болуш сүпитимиз билән, афғанистанға, дунйада муқимлиқ, иқтисадий ешиш вә техиму йахши келәчәк бәрпа қлишта иҗабий рол ойниши үчүн пурсәт беришниң вақти йетип кәлди.»

у афғанистанниң авғустт (2021) та интайин һәл қилғуч мәзгилни баштин кәчүргәнликини әскәртип, американиң чекиниши вә талибанниң дөләт контроллуқини қолиға елишиниң, әндишә қилинғанниң дәл әксичә интайин тинчлиқ муһити астида әмәлгә ашқанлиқини билдүрди.

у: «афғанистан ислам әмирлики пайтәхт кабулға миллий иттипақлиқ сигнали билән кирди. тинчлиқ, қериндашлиқ қоллирини сабиқ сийасий вә һәрбий рәқиплиригә узатти. тарихта бундақ мәдәний, инсани вә исламий иҗраат наһайити аз көрүлгән» деди.

у америка билән қатар пайтәхти доһада имзалиған келишимниң, афғанистан билән дунйа оттурисидики мунасивәтниң асаслиқ рамкисини тәшкил қилидиғанлиқини билдүрүп, сөзини мундақ давамлаштурди:

«қошнилиримиз, район вә дунйа билән, иҗабий мунасивәт орнитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз. чоң күчләрниң тоқунуш мәйдани йаки һәр қандақ шәкилдики дүшмәнликиниң парчиси болмаслиқимиз үчүн, өзара һөрмәт қилишқа тайанған һалда барлиқ дөләтләр билән иҗабий мунасивәтләр орнитишни үмид қилимиз.»

у афғанистанни асийадики һәмкарлиқ көврүкигә айландурушни халайдиғанлиқлирини әскәртип: «әмди һәргизму һечкимниң афғанистан земинлирини башқиларға зийан селиш үчүн пайдилинишға рухсәт қилмаймиз. башқа дөләтләрниң қануний мәнпәәт вә тәләплиригә һөрмәт қилимиз, бизму охшаш җавабни күтимиз» деди.

у сабиқ һөкүмәттин қалған 500 миң хизмәтчиниң хизмитини давамлаштуруватқанлиқини тәкитләп, һечкимгә бир тәрәплимә муамилә қилмиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر