русийә: әскәр чекиндүрүшкә қарар қилиш қазақистанниң һоқуқи

русийә коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлирини қазақистандин чекиндрүш қарарини чиқириш һоқуқиниң қазақистанда икәнликини билдүрди.

1760819
русийә: әскәр чекиндүрүшкә қарар қилиш қазақистанниң һоқуқи

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида мухбирларға байанат бәрди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт токайевниң коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириниң 2 күндин кейин қазақистандин аста- аста айрилишқа башлайдиғанлиқи тоғрисидики байанатиға баһа бәргән песков: «бу пүтүнләй коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиға илтимас қилған дөләтниң һоқуқи. бу уларниң тәһлили, бизниң бу буниңға арилишиш һоқуқимиз йоқ» деди.

песков шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә түнүгүн өткүзүлгән америка - русийә бихәтәрлик сөһбити тоғрисида тохтилип: «һазирчә үмидвар болғудәк бирәр сәвәб көрмәйватимиз» деди.

у бу сөһбәтниң нәтиҗигә еришиши лазимлиқини тәкитләп: «бу бир җәрйан шәкилләндүрүш үчүн қилған иш әмәс. бу қанаәтлинәрлик бир иш болалмайду. чүнки бу йәрдә нәтиҗә муһим, нәтиҗә тоғрисида техи бир нәрсә дегили болмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

песков кәлгүсидә йеңи сөһбәтләрниң өткүзүлидиғанлиқи тоғрисидики учурларни сөзлиригә илавә қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر