б д т афғанистан үчүн инсанпәрвәрлик йардәм һәрикити башлиди

б д т ниң инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин катипи вә җиддий йардәм кординатори мартин грифис (Martin Griffiths) инсаний киризис йүз бәргән афғанистан үчүн 4.4 милйард доллар қиммитидә инсанпәрвәрлик йардими һәрикитини башлиғанлиқлирини ейтти

1760691
б д т афғанистан үчүн инсанпәрвәрлик йардәм һәрикити башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т ниң инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин катипи вә җиддий йардәм кординатори мартин  грифис, б д т мусапирлар алий комиссари филиппо гранди (Filippo Grandi) б д т ниң шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдики ишханисида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, афғанистан үчүн башланған йеңи йардәм сәпәрвәрлик һәрикити һәққидә мәлумат бәрди.

у талибан 15-авғуст (2021) һакимийәтни қолиға алғандин буйан афғанистан хәлқиниң йеңи һәқиқәтләргә дуч кәлгәнликини хатирилитип: «афғанистандики инсаний вәзийәткә нисбәтән хәлқниң еһтийаҗлирини қамдаш үчүн техиму чоң пиланларни түзүшимиз керәк» деди.

у афғанистанниң бурунқидин техиму көп йардәмгә еһтийаҗлиқ икәнликини тәкитләп: «бүгүн афғанистан үчүн 4.4 милйард доллар қиммитидә йардәм сәпәрвәрлик һәрикитини башлаймиз. бу йардәм миқдари бир дөләт үчүн қилинған инсанпәрвәрлик йардәм һәрикәтлириниң әң чоңи болуп, 2021-йили йиғилған пулдин үч һәссә көп» деди.

у афғанистанда 2 милйондин артуқ пуқраниң дөләт ичидә йурт-маканлиридин айрилғанлиқини, 23 милйон кишиниң инсанпәрвәрлик йардәмгә еһтийаҗлиқ икәнликини вә бәш йаштин төвән 1 милйонға йеқин балиниң йетәрлик озуқлиналмаслиқ хәтири астида икәнликини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«аилиләр йашаватқан җайларда йемәк-ичмәк, деһқанлар териқчилиқ қилидиған җайда уруқ вә афғанистандики дохтурханиларни давалаш үскүнлири билән тәминләймиз. йурт-маканлириға қайтишни тәләп қилған кишиләрниң бихәтәрликини капаләткә игә қилишимиз керәк.»

у: «пилан қилинған 4.4 милйард долларлиқ йардәм һәрикити, афғанистандики барлиқ инсаний еһтийаҗларни қамдашқа йетиду. 2021-йилдики йардәм һәрикитидә нишан қилинған йардәм миқдарини йиғалидуқ. хәлқаралиқ җәмийәтләр бу мәсилигә интайин сәзгүр муамилә қилди. бу йилму охшаш позитсийәниң намайан қилинишини үмид қилимиз» деди.

б д т мусапирлар алий комиссари филиппо гранди мәзкур йардәм сәпәрвәрлик һәрикитиниң мәқситиниң, афғанистанни ички муқимлиққа ериштүрүш вә техиму чоң көләмлик көч киризисиниң алдини елиш икәнликини билдүрди.

у афғанистанда сийасий муқимлиқниң ашқанлиқини әскәртип: «15-авғусттин буйан дөләттин айрилған афғанистанлиқларниң 170 миңи қайтти. кишиләрниң қайтиши, талибан билән бурунқи һөкүмәт оттурисики тоқунушлар вә дөләттики бихәтәрлик мәсилилириниң ахирлашқанлиқи түрткә болди. бу әһвал йәнә бир қетим бихәтәрлик муһити пәйда қилди. биз буниңдин йахши пайдилинишимиз керәк» деди.

у афғанистандин көчүшкә сәвәб болуватқан инсаний киризисқа қарши афғанистан мусапирлириға саһибханлиқ қилған район дөләтлириниң киризисни пәсәйтиштә муһим рол ойниғанлиқини билдүрүп: «район дөләтлириниң сиртида нурғун афғанистанлиқларға саһибханлиқ қилған түркийәгә охшаш дөләтләрни унтумаслиқимиз керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر