мисир икки дөләт билән айрим-айрим маневир өткүзди

мисир америка билән қизилдеңизда, сәуди әрәбистан билән сәуди чегралири ичидә бирләшмә маневир өткүзди.

1759821
мисир икки дөләт билән айрим-айрим маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир армийәсиниң байанатчиси гарип абдулһафиз твиттерда байанат елан қилип, мисир деңиз армийәсиниң «искәндерийә» парахоти, американиң «USS Janson Dunham» вә «USS Cole» парахотлириниң маневирға қатнашқанлиқини билдүрди.

у маневир даирисидә, қизилдеңизда һавадин вә деңиздин келиш мумкинчилики болған тәһдитләргә қарши деңиз қатнишиниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш, сода йүк парахотлирини қоғдаш қатарлиқ бир қатар маневирларниң өткүзүлгәнликини қәйт қилди.

у маневирниң, «мисир армийә қоманданлиқиниң дост дөләтләрниң қораллиқ қисми билән тәлим-тәрбийә сәвийәсини йуқири көтүрүш вә өзара  тәҗрибә алмаштуруш пилани» рамкисида өткүзүлгәнликини әскәртти.

байанатта, маневирниң қачан өткүзүлгәнлики вә вақтиға мунасивәтлик ениқ мәлумат берилмиди.

мисир билән сәуди әрәбистан қораллиқ қисимлириниңму сәуди чеграси ичидә «5-тәбүк» намлиқ бирләшмә маневирни башлиғанлиқини билдүрди.

мисир армийәсиниң йазма байанатида, икки дөләтниң алаһидә қисимлириниң маневирға қатнашқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, маневирниң вақтиға мунасивәтлик мәлумат берилмиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر