блинкен: украина мәсилиси тилға елинмиса сөһбәт өткүзмәймиз

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен украина мәсилиси тилға елинмиса русийә билән сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқлирини ейтти.

1759260
блинкен: украина мәсилиси тилға елинмиса сөһбәт өткүзмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, дипломатийә министири антони блинкенниң украина ташқи ишлар министири дмитри кулеба билән телефонда көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди: «телефон сөһбитидә, министир блинкен, америка қошма иштатлириниң, русийәниң таҗавузчилиқи алдида украинаниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаш мәсилисидә һәр даим кийев тәрәптә туридиғанлиқини тәкитлиди, икки министир, америка вә иттипақдашлириниң, русийәниң украина чеграсиға әскәр орунлаштурушиға болған инкаслири вә руслар билән дипломатик учур – алақә қилиш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барди, министир блинкен,  украина мәсилиси тилға елинмиса, русийә билән сөһбәт өткүзүлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.»

игилинишичә, америка вә русийә дипломатлири, мушу айниң ахирлири чақирилидиған америка қошма иштатлири – русийә истиратегийәлик сөһбәт йиғинида бир йәргә җәм болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر