дунйа сәһийә тәшкилати: омикрон ахирқи варийант әмәс

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19) омикрон варийантиниң ахирқи варийант әмәсликини, бәлки давамлиқ өзгириватқанлиқини билдүрди.

1758656
дунйа сәһийә тәшкилати: омикрон ахирқи варийант әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң директори тедрос адханом ғебрейесус (Tedros Adhanom Ghebreyesus) тәшкилатниң җәнвәдики мәркизидә, дунйа сәһийә мутәхәссислири билән өткүзгән йеңи йил (2022) ниң биринчи қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида, өткән һәптә ваба башланғандин буйан вирусқа мунасивәтлик вәқәләр әң көп йүз бәргәнликини ейтти.

у болупму, ваксина әмләнгән кишиләр вухән вирусиниң омикрон варийанти билән йуқумланғанда, делта варийантиға селиштурғанда, кесәллик аламитиниң йәңгил болидиғанлиқини, шундақ болсиму «йәңгил» дәп түргә айришқа болмайдиғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«илгирики варийантларда көрүлгинигә охшаш, омикрон варийантиму кишиләрни дохтурханида йетишқа мәҗбур қилиду вә өлтүриду, еғир тәсир пәйда қилиду, наһайити тез тарқилиду вә дунйадики сәһийә системилириға чоң тәсир қилиду.»

дунйа сәһийә тәшкилатиниң вухән вирусиға қарши туруш хадимлириниң башлиқи марийа ван керхов (Maria Van Kerkhove) омикронға мунасивәтлик соалларға җаваб берип, вирусқа қарши йасалған ваксиналарниң һәммисиниң бу варийантқа нисбәтән үнүминиң йуқири икәнликини әскәртти.

у ваксиналар сайисида омикрон варийантиниң еғир кесәл пәйда қилмиғанлиқини билдүрди вә кишиләрни ваксина әмлитишкә чақирди.

у омикронниң вухән вирусиниң ахирқи варийанти болмайдиғанлиқи тоғрисида агаһландуруп: «наһайити әпсуски омикрон ахирқи варийант болмайду, давамлиқ өзгириватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر