йәмәндә хусийлар елип барған башқурулидиған бомба һуҗумда нурғун әскәр қаза қилди

йәмәнниң шәбвә вилайитигә хусийлар тәрипидин қилинған баллистик башқурулидиған бомба һуҗумда 12 йәмән әскири қаза қилди вә нурғун әскәр йариланди.

1758010
йәмәндә хусийлар елип барған башқурулидиған бомба һуҗумда нурғун әскәр қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шәбвәгә қарашлиқ асилан наһийәсниң бир әмәлдари йәмән армийә қоманданлири билән өйидә йиғин ечиватқан пәйттә, хусийларниң баллистик башқурулидиған бомба һуҗумиға учриди.

һуҗумда йиғинниң бихәтәрликини сақлаватқан әскәрләрдин 12 си һайатидин айрилди, әмма қоманданлардин һеч бири зийан зәхмәткә учримиди.

нә йәмән һөкүмити йаки хусийлар бу вәқә һәққидә һечқандақ байанат елан қилмиди.

узундин буйан сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә, иранниң қоллиши астидики хусийлар билән һөкүмәткә қарашлиқ қисимлар оттурисида тоқунушлар давамлашмақта.

хусийлар 2014-йили 9-айдин башлап пайтәхт сана вә бир қисим районларни контроллуқи астиға киргүзивалған болуп, сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар 2015-йили 3-айдин бери хусийларға қарши йәмән һөкүмитигә йардәм бәрмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر