б д т ливийәдики өткүнчи басқучни қоллайдиғанлиқини билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийә алаһидә вәкили стефанни виллийамис өткүнчи басқучта ливийә тәрәптә туридиғанлиқлирини билдүрди.

1758256
б д т ливийәдики өткүнчи басқучни қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: виллийамис, пайтәхт траблуста ливийәлик сийасий даириләр билән елип барған учришишлиридин кейин, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, һәрқайси сийасий партийәләрниң вәкиллириниң, 2.8 милйон ливийәликниң сайламларда ирадлирини оттуриға оқош истәклирини намайән қилғанлиқини, узун давамлашқан өткүнчи басқучниң сайлам арқилиқ ахирлишиши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийә хәлқини қоллайдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, ливийәдики өткүнчи басқучниң адил шәкилдә тамамлиниши вә миллий мурәссәчилик мәсилисидә илгириләш һасил қилиниши үчүн техиму көп тиришчанлиқ көрситилишкә еһтийаҗ барлиқини тәкитлиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийә алаһидә вәкили стефанни виллийамис, түнүгүн ливийә алий сайлам комитетиниң башлиқи имад әссайиһ билән көрүшүп, ливийәдә сайлам өткүзүлүши тоғрулуқ сунулған тәклипләр һәққидә музакирә елип барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر