украина билән әнглийә русийәгә йүргүзүлидиған йеңи ембарголар музакирә қилди

украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба әнглийә ташқи ишлар вәзири елизабет трас билән телефонда көрүшүп, украинаға қилинидиған һуҗумниң алдини елиш үчүн русийәгә йүргүзүлидиған йеңи ембарголарни музакирә қилди.

1757215
украина билән әнглийә русийәгә йүргүзүлидиған йеңи ембарголар музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министирлиқи министир дмитро кулеба (Dmitro Kuleba) билән әнглийә ташқи ишлар вәзири елизабет трас (Elizabeth Truss) ниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

украина ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида қәйт қилинишичә, украина ташқи ишлар министири билән әнглийә ташқи ишлар вәзири русийәниң украинаға қарши урушқақ позитсийәси вә кейинки һәптиләрдә өткүзүлидиған нато, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, йавропа форматлиридики дипломатик учришишларни өзара маслаштурған.

әнглийә ташқи ишлар вәзири трас украинани қоллайдиғанлиқлирини тәкрарлап, «украина болмиған әһвалда украина тоғрисида қарар чиқирилмайду» дегән пиринсипқа бойсунидиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر