б д т: украинаға қарши һәр қандақ һәрбий һәрикәтни көрүшни халимаймиз

б д т украинаға қарши қилинидиған һәр қандақ һәрбий һәрикәтни көрүшни халимайдиғанлиқини билдүрди.

1757291
б д т: украинаға қарши һәр қандақ һәрбий һәрикәтни көрүшни халимаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипиниң байанатчиси стефан дуҗарик күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, америка пирезиденти җо байдин билән русийә рәһбири путинниң көрүшүши вә русийә-украина тоғрисидики учришишларни мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқлирини ейтти.

у русийә билән украина оттурисида улғийиватқан йирикчиликләрниң кишини әндишәгә салидиғанлиқини әскәртип: «қәйәрдин болушидин қәтийнәзәр, украинаға қарши қилинидиған һәр қандақ һәрбий һәрикәтни көрүшни халимаймиз» деди.

у йирикчиликләрни пәсәйтиш үчүн дийалогниң давамлишишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у йеқинқи күнләрдә русийәниң украина чеграсида һәрбий паалийәтлирини көпәйтиши, русийәниң украинани ишғал қилиши мумкин дәйдиған әндишәни вә ғәрб билән москва оттурисидики йирикчиликләрни күчәйтти.

йирикчиликләрни пәсәйтиш чақирқлири вә бу һәқтә учришишлар давамлишиватқан бир вақитта, русийә, америка вә нато келәр һәптә хәвпсизлик капаләтлирини өз ичигә алған мәсилиләрни музакирә қилиш үчүн учришиш өткүзүшни пилан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر