ирақта икки учқучисиз һава аппарати етип чүшүрүлди

ирақниң ғәрбий қисмидики әйн әләсәд базисиға һуҗум қилған икки бомба қачиланған учқучисиз һава аппарати етип чүшүрүлди.

1756876
ирақта икки учқучисиз һава аппарати етип чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һәрбий даирилири, һуҗумни хәлқара бирләшмә армийәниң һава мудапиә системисиниң тосуп қалғанлиқини уқтурди.

һуҗум нишани болған әнбар вилайитидики әйн әләсәд һәрбий базисида хәлқара иттипақдаш күчләрниң мәслиһәтчилириму туриду.

даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши хәлқара иттипақдаш қисимларға қарашлиқ җәңчи  қисимларниң ирақтики вәзипә өтәш муддитиниң декабир ейида ахирлашқанлиқи елан қилинғаниди.

бирләшмә қисимлар әнбар вилайитидики әйн әләсәд базисини тарқақлаштуруп,  әслиһәлирини ирақ армийәсигә өткүзүп бәргәниди.

түнүгүнму ирақтики  бағдад хәлқара айродромиға әвәтилгән бомба қачиланған 2 данә учқучисиз һава аппаратиниң бир тәрәп қилинғанлиқи уқтурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر