ирақта 20 адәмниң өлүмигә сәвәб болған мәлум қилиш учуриниң йалған икәнлики ашкариланди

ирақтики 12 нәпири кичик бала болуп җәмий 20 кишиниң җенидин айрилишини кәлтүрүп чиқарған сақчиларниң зәрбә бериш һәрикити тоғрисидики мәлум қилиш учуриниң асассиз икәнлики ениқланди.

1756994
ирақта 20 адәмниң өлүмигә сәвәб болған мәлум қилиш учуриниң йалған икәнлики ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ сақчилири бир мәлум қилиш учуриға асасән бабил шәһиридики бир өйгә бастуруп кирди؛ өйдикиләрниң сақчиларға қораллиқ қаршилиқ көрситиши нәтиҗисидә икки тәрәп оттурисида тоқунуш йүз берип, бир аилидин 12 нәпири кичик бала болуп җәмий 20 адәм җенидин айрилди.

өткән һәптә йүз бәргән мәзкур вәқә үстидики тәкшүрүш, мәлум қилиш вәқәсиниң асассизлиқини вә мәлум қилғучиниң қазаға учриған аилиниң кийоғли икәнликини оттуриға чиқарди.

ирақ баш министири мустапа әлказими йалған  бихәтәрлик учуриға асасән зәрбә бериш һәрикити елип барғанлиқини вә һәрикәткә қатнашқан сақчи башлиқи қатарлиқ 14 сақчиниң назарәт астиға елинғанлиқини, тәкшүрүшниң давам қиливатқанлиқини уқтурди.

ирақ таратқулири тәкшүрүшниң тәпсилатлирини тарқатти.

хәвәрләргә қариғанда, мәлум қилғучиниң зәһәрлик чекимликкә қарши туруш бөлүминиң бир офетсири болуп, деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған қийинатиси һәққидә «зәһәрлик чекимлик содигири икәнлики, өйидә террорчиларни қанат астиға еливатқанлиқи» тоғрисида йалған дело мәлум қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر